әрдоған: асасий қанунға түзитиш киргүзүш тәклипини парламентиқа сунимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған асасий қанунға түзитиш киргүзүш тәклипини қайтидин түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) гә сунидиғанлиқлирини ейтти.

1996368
әрдоған: асасий қанунға түзитиш киргүзүш тәклипини парламентиқа сунимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн (6-ийун) йеңи ички кабинетниң тунҗи қетимлиқ йиғинини җумһур рәислик мәһкимисидә чақирди.

әрдоған йиғиндин кейин байанат елан қилип, вәзипә өтәшни башлаш мурасиминиң түркийә вә чәт әлләрдин кәлгән 5 миңдин артуқ меһманниң қатнишиши билән өткүзүлгәнликини әскәртип мундақ деди: «мурасимимизға болупму чәт әлләрдин көп сандики  алий дәриҗилик рәһбәрләрниң қатнишиши дөлитимизгә нисбәтән бизни иптихарландурди.»

у һузур – һалавәтлик күнләрдикигә охшашла  җапа – мушәққәтлик күнләрдиму башқиларға йардәм беридиған түркийәниң һәқиқий достлириға дөләт вә хәлқ намидин миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди: «шуни алаһидә тәкитләймәнки, биз уларниң нәччә миң километир йирақлиқтин келип бизгә көрсәткән һесдашлиқини һәргиз унтумаймиз.»

йеңи дәврдә кәң хәлқ аммисиға бәргән барлиқ вәдилиригә әмәл қилидиғанлиқлирини қәйт қилған әрдоған, өзлириниң сайламдин илгири күнтәртипигә елип кәлгән асасий қанунға түзитиш киргүзүш тәклипини түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә сунидиғанлиқлирини ейтти.

җумһур рәис әрдоған енергийә паалийәтлирини давамлаштуридиғанлиқлирини, селинма, ишләпчиқириш, експорт, ишқа орунлаштуруш вә иқтисадий тәрәққийатни илгири сүрүш нишанидин қәтий ваз кәчмәстин түркийә иқтисадини техиму қудрәт тапқузидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «пул пахаллиқи вә таварларниң баһасиниң һәддидин зийадә өрләп кетиш мәсилисини пуқраларниң күнтәртипидин чиқириветиш ирадимиз қәтийдур.»

у йәнә, ички уруш вә террорлуқ тәшкилатлириниң һуҗумлиридин қечип түркийәдә панаһлиниватқан мусапирларниң бихәтәр, шан – шәрипи қоғдалған һалда вә өз ихтийарлиқи билән өз вәтинигә қайтишиға капаләтлик қилидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر