һәр қайси дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири хақан фиданни тәбрикләшни давамлаштурмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин елан қилинған йеңи кабинетта ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгән хақан фидан хизмәтдашлиридин тәбрик телеграммилирини тапшурувелишни давамлаштурмақта.

1996022
һәр қайси дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири хақан фиданни тәбрикләшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә ташқи ишлар министири ели кохен тивиттердики адресида хақан фиданниң ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиши мунасивити билән тәбрик учури һәмбәһрилиди.

кохен тәбрик учурида: «министир фидан әпәнди, сизниң түркийә ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгәнликиңизни тәбрикләймән. дәвримизниң хирислириға тақабил туруш үчүн алдимизда қилидиған нурғун ишлар бар. мән дөләтлиримиз вә районимизға пайдилиқ мунасивитимизни бирликтә техиму тәрәққий қилдуридиғанлиқимизға ишинимән» дегән ибариләргә орун бәрди.

сербийә ташқи ишлар министири ивика даҗиҗ, шималий македонийә ташқи ишлар министири буҗар османи, косову ташқи ишлар, қошумчә дийаспора министири доника гервалла, қирғизистан ташқи ишлар министири җеенбек қулубайев, полша ташқи ишлар министири зибнигев рав қатарлиқлар иҗтимаий таратқудики адреслирида учур һәмбәһриләп, хақан фиданниң йеңи вәзиписини тәбриклиди.

министир фидан күвәйт ташқи ишлар министири шәйх салим абдуллаһ әлҗабир әссабаһ, алҗирийә ташқи ишлар министири әһмәд әттаф вә малайшийа ташқи ишлар министири замбри абдулқадир қатарлиқлар билән айрим – айрим һалда телефонлашти.

телефон сөһбәтлири җәрйанида, мәнсәпдашлири министир фиданниң йеңи хизмитини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر