фидан тивиттерда рәсмий адрес ечип, тунҗи учурини һәмбәһрилиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан рәсмий твиттер адреси ачти.

1996131
фидан тивиттерда рәсмий адрес ечип, тунҗи учурини һәмбәһрилиди

түркийә авази радийоси хәвири: фидан өзиниң «HakanFidan@» дегән исимда ечилған твиттердики рәсмий адресида һәмбәһрилигән тунҗи учурида, миллий истихбарат идариси башлиқлиқи вәзиписини ибраһим қалинға өткүзүп бәргәнликини әскәрткәндин кейин, ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини өзигә тапшурған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқини  билдүрди.

у учурида йәнә: «узунға тарихқа игә хариҗиййә тәшкилатимиз (ташқи ишлар министирлиқимиз) билән миллий ташқи сийасәт тәсәввуримизни техиму тәрәққий қилдуримиз» дегән ибариләргиму орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر