дунйа рәһбәрлири әрдоғанни тәбрикләшни давамлаштурмақта

дунйа рәһбәрлири җумһур рәисликкә қайта сайланған рәҗәп таййип әрдоғанға тәбрик телефони қилиш вә телеграмма йоллашни давамлаштурмақта.

1993221
дунйа рәһбәрлири әрдоғанни тәбрикләшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, ийорданийә падишаһи абдуллаһ иккинчи, венезуела пирезиденти николас мадуро, гиретсийәниң сабиқ баш министири вә йеңи демократийә партийәси рәһбири кирйакос мичотакис, ливийә дөләт мәҗлиси рәиси халид әммар әлмишри қатарлиқлар җумһур рәис әрдоғанға телефон қилип, униң сайламдики утуқлирини тәбриклиди вә нәтиҗиниң түркийә хәлқи үчүн хәйрлик болушини тилиди.

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенбергму җумһур рәис әрдоғанға телефон қилип, қайта сайланғанлиқини тәбриклиди.

столтенберг иҗтимаий таратқуда елан қилған байанатида, телефон сөһбити җәрйанида 7- айда вилнйуста өткүзүлидиған нато башлиқлар йиғини, украинани қоллаш, натониң йалтайтиш қудрити вә мудапиә ишлирини күчәйтиш, шиветсийәниң натоға әза болуши қатарлиқ муһим мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

әрменийә фондилар бирләшмиси рәиси бәдрос шириноғлуму тәбрик телеграммиси йоллап, әрдоғанниң җумһур рәисликкә қайта сайланғанлиқини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر