түркийә хәлқи бүгүн җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн аваз ташлайду

түркийәниң сийасий тарихида тунҗи қетим көрүлгән иккинчи айланма җумһур рәислик сайлимиға беләт ташлаш ишлири, түркийә миқйасида әтигән ссаәт 08:00 дә башлинип, 17:00 гичә давамлишиду.

1991728
түркийә хәлқи бүгүн җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн аваз ташлайду

түркийә авази радйоси хәвири: түркийәниң  бәш йил вәзипә өтәйдиған җумһур рәислик сайлиминиң 14 – майдики биринчи айланмисида,  әң көп авазға еришкән җумһур иттипақи намзати рәҗәп таййип әрдоған билән милләт иттипақиниң намзати кәмал қиличдароғлу риқабәтлишиду.

чәт әлдики сайлам тизимликигә тизимлатқан тәхминән 3 милйон 500 миң сайлиғучи үчүн 73 дөләттики 151 әлчихана-консулханиларда 167 нуқтида сайлам сандуқи тәсис қилинди.

чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда аваз ташлаш ишлири 24-майда ахирлашти. чәт әлләрдә ташланған авазлар айропилан вә дипломатик тез йолланма арқилиқ түркийәгә елип келинди.

пайтәхт әнқәрәдики вилайәтлик сайлам комитетида сақлиниватқан авазлар, бүгүн (28-май) мәмликәт миқйасидики аваз ташлаш ишлири тамамланғандин кейин, башқа авазлар билән бирла вақитта ечилиду вә санилиду.

турушлуқ дөләттә бәлгиләнгән вақит ичидә аваз ташлийалмиғанларниң таможна еғизлирида беләт ташлиши бүгүн саәт 17.00 гичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر