әрдоған нефит вә тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған оттура вә шәрқий қарадеңиз районлиридики нефит вә тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан пирограммисида бәргән байанатида, қидирип тәкшүрүш паалийәтлири давамида тәбиий газ тапқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «әлвәттә, бу йәрдә муһим болғини тәбиий газ записидур. алди билән қарадеңиз вә сакарйада нефит вә тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлири елип барғанидуқ. һазир ордо вә ризә вилайәтлиридә қидирип тәкшүрүш паалийәтлири давамлишиватиду. ордо вә ризә вилайуәтлиримизниң биридин нефит, йәнә биридин тәбиий газ тепилди. бу запаслиримиз арқилиқ охшимиған йошурун күчкә игә болимиз.»
әрдоған нишанлириниң дөләтниң байлиқини хәлқ билән ортақлишиш икәнликини ипадиләп мундақ деди: «ғәрбий қарадеңиз районидики (нефит-тәбиий газ) қидирип тәкшүрүш паалийәтлиримизни нөвәттә оттура вә шәрқий қарадеңиз райониға мәркәзлтәштүрүватимиз. болупму бу паалийәтлиримиз орду вә кастамону деңиз саһиллирида қойуқ давамлишиватиду. орду вилайитидики қидирип тәкшүрүш паалийәтлири тамамланди. нефит вә тәбиий газ қидирип тәкшүрүш давамида, габар теғидики шеһит әсма чәвик саһәмиздә нефит байқалғандин кейин, қидирип тәкшүрүш паалийәтлиримизни қойуқлаштурдуқ. бу җәрйанда бу саһәгә йеқин бир районда түркийә тарихидики әң чоң нефит записини таптуқ. бу районға шеһит оқутқучи айбүкә йалчинниң исмини қойдуқ.»
«бу йәрдә, йеңи бурғилаш паалийәтлири арқилиқ күнигә 100 миң варил нефит ишләпчиқиримиз. бу кишини һәйран қалдуридиған байлиқтур. биз бүгүнки күндә нефит издәватқан бу тағларда өз вақтида террорчилар айлинип йүрәтти. бу террорчилар сәвәбидин, бу йәрдә бундақ қидирип тәкшүрүш паалийәтлирини елип бериш мумкин болмайвататти.»