ақар: ирақ вә сүрийәниң шималида һәрбий һәрикәт тохтимайду

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақ вә сүрийәниң шималида һәрбий һәрикәтләрниң тохтимайдиғанлиқини, әң ахирқи бир терроист йоқитилғичә бу күрәшниң давамлишидиғанлиқини ейтти.

1990607
ақар: ирақ вә сүрийәниң шималида һәрбий һәрикәт тохтимайду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар қәйсәридә өткүзүлгән «йашлиқ учришиши» да сөз қилип, бүйүк вә күчлүк түркийә үчүн «кечә-күндүз» демәй тиришип ишләватқанлиқлирини билдүрди.

у бүйүк вә күчлүк түркийә йолида һәр хил қийинчилиқларниң пәйда қилинғанлиқини, буларниң террорлуқтин башқа ахбарат йаки иқтисад қатарлиқ йоллар билән болуватқанлиқини әскәртип: «һечқайсида мувәппәқийәткә еришәлмиди. ғәрбтә битәрәп көрүнгәнләр, ахбарат пиринсиплириға әмәл қилидиғанлиқини ейтиватқанлар, <кишилик һоқуқ> ни еғизидин чүшүрмәйдиғанлар сайламдин илгири барлиқ зәһәрлирини чачти, түркийәгә қарши туруп, рәзил болди. улар давамлиқ рәзил болиду»  деди.

у хәлқни террорлуқниң балайиапитидин қутқузушта қәтий ирадигә игә икәнликлирини билдүрүп: «әскәрлиримиз террористларниң кукулисидин тутуп турмақта. һазир ирақ вә сүрийәниң шималида террористларниң пийидә йүрүватимиз. уларниң бирсиму қечип қутулалмайду. улар йа өлиду йаки тәслим болиду. қанун органлириға тәслим болуштин башқа чариси йоқ» деди.

у йәнә, п к к террорлуқ тәшкилатиниң битчит болушниң бкшүкидә икәнликини тәкитләп мундақ деди:

«террористларниң каттибашлири хоҗайинлириға йалвуруп, армийәмизниң һәрбий һәрикәтни тохтишишини тәләп қиливатиду. ирақниң вә сүрийәниң шималида һәрбий һәрикәтләр тоитимайду. әң ахирқи бир террорист йоқитилғичә бу күрәш давамлишиду. әскәрлиримиз террористлар өзи колиған орәкләргә көмиду.»   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر