мәвлүт чавушоғлу әрменийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әрменийәдә террорчилар үчүн һәйкәл тикләнгәнликигә наразилиқ билдүрди.

1989923
мәвлүт чавушоғлу әрменийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири:  ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әрменийәдә йопуқи ечилған немес һәйкили үстидә тохтилип: «әрменийәдә әскәрлиримизни вә дипломатлиримизни шеһит қилған террорчилар үчүн һәйкәл тикләнгәнлики қобул қилғили болмайдиған бир қәдәмдур. әрменийәниң әмди бу хаталиқини түзитишини үмид қилимиз» деди.

чавушоғлу анталйада елан қилған байанатида: «әрменийәдә өтмүштә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни һәмдә османли дәвридә әскәрлиримизни вә дипломатлиримизни шеһит қилған террорчилар үчүн һәйкәл тикләш қобул қилғили болмайдиған бир қәдәмдур» деди.

министир чавушоғлу йәнә мундақ деди:

«бизму бәзи тәдбирләрни йолға қойдуқ, үчинчи дөләткә учидиған айропиланлири үчүн һава тәвәликимизни тақидуқ. әрменийәниң әмди бу хаталиқини түзитишини күтмәктимиз. биз әрменийәгә һечқандақ шәрт қоймидуқ. <бу тоқулма ирқий қирғинчилиқ әйибләшлиридин ваз кәчсун, биз шуниңға көрә қәдәм ташлаймиз> демидуқ. уларму бизгә <силәр шуни етирап қилиңлар> дәп шәрт қойалмайду. нәтиҗидә террорчиларниң һәйкилини тикләш қобул қилғили болмайдиған бир қәдәм һесаблиниду. бизму буниңға қарита бәзи қарши қәдәмләрни ташлидуқ. әгәр улар түзәтмәйдикән, бизму бир қисим қарши қәдәмләрни ташлаймиз. лекин бу йәрдә узақ муддәтлик тинчлиқ үчүн әрменийәму сәмимий болуши керәк. лачин каридоридики иғвагәрчиликлиридин ваз кечиши керәк. қарабағқа қанунсиз әскәр йаки қорал йоллаш қатарлиқ паалийәтләрдин вә иғвагәрчиликлиридин ваз кечиши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر