чавушоғлу америкадики «түрк өйи»гә қилинған һуҗум һәққидә тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан сөһбәт пирограммисида, америкадики түрк өйигә қилинған һуҗум һәққидә тохталди.

1990004
чавушоғлу америкадики «түрк өйи»гә қилинған һуҗум һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридики «түрк өйи»гә қилинған һуҗум һәққидә тохтилип: «түрк өйиниңла әмәс, америкадики башқа вакаләтханилиримизниңму бихәтәрликигә капаләтлик қилинишини тәләп қилдуқ» деди.

министир мәвлүт чавушоғлу бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан сөһбәт пирограммисида, америкадики түрк өйигә қилинған һуҗум һәққидә мәлумат берип, һуҗумчи техи тутулмиған болсиму, көрүнүшлириниң барлиқини, уни қолға чүшүрүш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини билдүрди.

министир чавушоғлу районда қошумчә тәдбирләрниң йолға қойулғанлиқини, бир сақчи понкитиниң қурулидиғанлиқини, понкит қурулуп болғучә нийу йорк сақчи машинилириниң постта туридиғанлиқини тилға елип, һуҗумниң немә мәқсәттә қилинғанлиқиниң ениқ әмәсликини, әмма һуҗумчи қолға чүшүрүлгәндә мәсилиниң айдиңлишидиғанлиқини ейтти.

у бармақ изи тепилған һуҗумчиниң қолға чүшүрүлүшиниң вақит мәсилиси икәнликини әскәртип: «биз (америка) ташқи ишлар министирлиқиниң нийу йорк сақчилири билән бирликтә бу мәсилини йеқиндин көзитиватқанлиқини көрүватимиз. әң йеңи өзгиришләр тоғрисида америка баш әлчиси җеф флейк учур йоллиди, арқидин телефонлаштуқ, мәсилигә йеқиндин көңүл бөлгәнлики үчүн униңға рәһмәт ейттуқ» деди.

мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлириниң саһибхан дөләт болуш сүпити билән, дипломатик орунларни қоғдашқа мәсул икәнликини тәкитләп: «биз бу кишиниң балдуррақ қолға чүшүрүлүшини күтүватимиз. биз қошумчә бихәтәрлик тәдбирлириниң түрк өйи үчүнла әмәс, бәлки бизниң америкадики башқа вакаләтханилиримиз үчүнму йолға қойулушини тәләп қилдуқ. баш әлчимиз, достлиримиз, әнқәрәдин биз болуп һәммимиз мәсилини йеқиндин көзитиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر