қалин итамар бен-гвирниң мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишини әйиблиди

ибраһим қалин исраилийә дөләт бихәтәрлик министири итамар бен- гвирниң ишғал қиливелинған шәрқий қуддустики мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишини әйиблиди.

1988983
қалин итамар бен-гвирниң мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «исраилийә дөләт бихәтәрлик министириниң һәрәм-шәрифкә бастуруп кириш қилмишини қобул қилғили болмайду. биз бу иғвагәрчилик вә қанунсиз қилмишни қаттиқ әйибләймиз. биз мәсҗиди әқсаниң диний вә қануний салаһийитини өзгәртишкә мунасивәтлик барлиқ урунушларға қарши турушни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر