чәт әлләрдики сайлиғучилар беләт ташлашни давамлаштурмақта

түркийәниң 73 дөләттики 156 дипломатик вакаләтханиси вә таможнилардики шәнбә күни башланған беләт ташлаш паалийити давамлашмақта.

1989266
чәт әлләрдики сайлиғучилар беләт ташлашни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә 28 – май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлиминиң икки айланмиси даирисидә түркийәниң чәт әлләрдики дипломатик орунлири вә таможнилардики сайлам сандуқлириға беләт ташлиғучилар сани 1 милйон 150 миңдин ешип кәтти.

түркийә җумһурийити алий сайлам оргинидин игилинишичә, чәт әлләрдики сайлиғучилар тизимликигә өзини мәлум қилған сайлиғучилардин әлчихана – консулхана вә таможларда беләт ташлиғанлар омумий сани үчинчи күни әтигән түркийә вақти саәт 10:30 ғичә 1 милйон 153 миң 842 гә йәткән.

чәт әлләрдики әлчихана – консулханиларда 24 – май, таможниларда 28 – май саәт 17:00 гичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر