чәт әлдә беләт ташлаш башланди

5-айниң 28-күни түркийәдә өткүзүлидиған иккинчи басқучлуқ җумһур рәис сайлими үчүн чәт әлдики түркийә пуқралири беләт ташлашқа башлиди.

1988557
чәт әлдә беләт ташлаш башланди
turkmenistan Turkiye secim.jpg
azerbaycan Turkiye secim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бу даиридә, чәт әлдики түркийә пуқралири  73 дөләттики 156 дипломатик вакаләтхана вә таможна еғизлирида беләт ташлийалайду.

 чәт әлдә түркийә пуқралириниң аваз бериши үчүн җәмий 3461 беләт ташлаш сандуқи тәсис қилинди.

чәт әлләрдә беләт ташлаш 24-май күни тамамлиниду.

таможна еғизлирида болса беләт ташлаш 5-айниң 28-күни саәт 17.00 гичә давамлишиду.

2005-йили 5-айниң 29-күнидин бурун туғулғанлар, йәни биринчи басқучлуқ сайламдин кейин 18 йашқа киргәнләр иккинчи басқучта беләт ташлийалайду.

йапонийәдә пайтәхт токйо вә нагойа шәһиридә, әзәрбәйҗанда түркийәниң баку әлчиханиси, нәхчиван  вә гәнҗә баш консулханилирида, литванийәдә пайтәхт вилнйуста, қирғизистанда түркийәниң бишкәк әлчиханисида, қазақистанда түркийәниң астана әлчиханиси, алмута вә ақтав баш консулханлирида, түркмәнистанда түркийәниң ашхабат әлчиханисида тәсис қилинған беләт ташлаш сандуқлирида бүгүн аваз бериш башланди.

игилинишичә, беләт ташлаш йапонийә, литванийә вә қирғизистанда 21-май күни кәчкичә, әзәрбәйҗан, қазақистан вә түркмәнистанда болса 22-май күни кәчкичә давамлишидикән.

германийәдиму түркийә пуқралири беләт ташлашқа башлиди.

түркийә пуқралири германийәниң ачен вә регенсбург шәһәрлиридә 21 – май күнигичә шу җай вақти әтигән саәт 9 дин чүштин кейин саәт 6 гичә болған арилиқта беләт ташлийалайду. башқа җайларда болса 24 – май күнигичә шу җай вақти әтигән саәт 8 дин чүштин кейин саәт 10 ғичә болған арилиқта аваз берәләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر