җумһур рәис әрдоған 19 - май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 19- май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байрими мунасивити билән телеграмма тарқатти.

1988387
җумһур рәис әрдоған 19 - май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәлқиниң миллий күрәшниң баш қомандани вә җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркниң самсунға йетип беришиниң 104 – йилини хатирләшниң хушаллиқи вә қизғинлиқиға җүр болуватқанлиқини тилға алған әрдоған, 19- май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримини тәбриклиди

ғази мустапа камал ататүрк тәрипидин түрк йашлириға совға қилинған 1919- йили  19- майға «әҗдадларниң имкансизлиқлар ичидиму  күчлүк иман вә етиқад билән қаршилиқ көрситиш роһини әслигә кәлтүрүшниң символи» дәп баһа бәргән әрдоған: «19- май түркийә хәлқиниң бирлик вә иттипақлиқ ичидә җаһангир күчләргә қарши туридиғанлиқини, зулумға баш әгмәйдиғанлиқини җакарлап, тарихта көрүлүп бақмиған әң бүйүк қәһриманлиқ дастанлиридин бирини йезишқа башлиған күндур» деди.

җумһур рәис әрдоған әҗдадларниң мустәқиллиқи вә истиқбалини қоғдаш йолидики қәһриманлиқлирини кейинки әвладларға әң җанлиқ шәкилдә йәткүзүшниң өзлириниң асаслиқ мәҗбурийити икәнликини байан қилип: «биз бу тонуш билән әҗдадлиримиздин бир әсир илгирики роһ билән тапшурувалған мубарәк аманәтләрни қоғдаватимиз. вәтинимизниң кәлгүсиниң символи болған түркийә әсирини бәрпа қиливатимиз. күрәш қилиш роһимизни, бүйүк вә күчлүк түркийә қуруп чиқиш қизғинлиқимизни сақлап қелиш үчүн йашлиримизни һәр саһәдә қоллаватимиз, уларни һәр хил имканийәт вә пурсәтләр билән тәминләватимиз.

дөлитимизниң демократийә вә тәрәққийат қәдәмлирини лайиһиләш вә йолға қойушта һәммидин бәк йашлиримизға ишинимиз. биз тәминлигән пурсәтләрдин әң йахши шәкилдә пайдилинип, бизни пәхирләндүргән йашлиримиздин иптихарлинимиз. дөлитимизниң гүллиниши, тәрәққий қилиши, зорийишиға әгишип, йашлиримизниң арзулирини әмәлгә ашурушиға техиму күчлүк һәмдәм болимиз.

биз <түркийә әсири> тәсәввуримизни тапшурған йашлиримизниң ахирқи дөлитимиз болған <җумһурийитимиз>ни күчлүк қоғдиши бизниң кәлгүсимизгә ишәнч билән қаришимизға капаләтлик қилмақта. мән бу қарашлар билән, 19- май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримини йәнә бир қетим тәбрикләймән, ғази мустапа камал ататүрк башта болуп, мустәқиллиқ урушимизниң барлиқ қәһриманлирини һөрмәт билән әсләймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر