чавушоғлу германийәдә түркийәлик журналистларниң тутқун қилинишини қаттиқ әйиблиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түнүгүн түркийәлик журналистларниң германийә сақчилири тәрипидин сәвәбсиз тутқун қилинишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1988089
чавушоғлу германийәдә түркийәлик журналистларниң тутқун қилинишини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгичниң түнүгүн германийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси җурген шулзға, германийә сақчилириниң «‹сабаһ› гезити» ниң фиранкфорт бийуроси вәкиллирини орунсиз тутқун қилишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди.

чавушоғлу бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийәлик журналистларниң германийә сақчилири тәрипидин орунсиз тутқун қилинишидин кейин, түркийәниң һәм берлин әлчиханиси һәм фиранкфорт баш консулханисиниң дәрһал һәрикәткә өткәнликини әскәртип мундақ деди: «бу қилмишниң һәқиқәтән һечқандақ изаһати йоқ. йавропаниң оттурисида, ахбарат вә пикир әркинлики тоғрисида һә десила бизгә вәз – нәсиһәттә болидиған германийәдә <сабаһ> гезити һуҗумға учриди. бу журналист қериндашлиримиз бәзи намувапиқ муамилиләргә учриди, тутқун қилинди.»

чавушоғлу түркийәниң бу һәқтики дипломатик тәшәббуслири нәтиҗисидә журналистларниң қойуп берилгәнликини әскәртти, һәмдә фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати унсурлириниң бу журналистларниң паалийәтлиригә тосалғу болушқа урунғанлиқини, <сабаһ> гезитиниңму қилчә иккиләнмәйла һәм фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати һәм бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң йиргинчлик сахта ниқабини йиртип ташлиғанлиқини тәкитлиди.

министир чавушоғлу германийә даирилири вә йавропадики башқа дөләтләрниңму «‹сабаһ› гезити» ниң пиринсиплиқ хәвәрлириниң мәзмунлиридин толуқ хәвәрдар икәнликини тәкитләп мундақ деди: «германийәниң фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати унсурлириниң бу түркийәлик журналистларниң паалийәтлиригә тосалғу болуш урунушиға йол қойушиму һәқиқәтән ғәлитә иш. германийә фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати унсурлириниң козериға айлинип қеливатиду.»  

чавушоғлу германийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси шулзниң түнүгүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанлиқини вә байанатчи танҗу билгич билән көрүштүрүлгәнликини байан қилип мундақ деди: «билгич германийә баш әлчисигә буни қобул қилғили болмайдиғанлиқини, җүмлидин түркийәлик журналист қериндашлиримизниң тутқун қилиниши вә өйлириниң ахтурулушини қобул қилғили болмайдиғанлиқини, әгәр бирәр җинайәт садир қилиниш әһвали көрүлгән болса, алди билән байанат бериш арқилиқ тәкшүрүш керәкликини, германийәниң түркийәдә өткүзүлгән сайламдин кейинла бундақ усулни қоллинишиниң мәқсәтлик икәнликини ейтти.»

«билгич германийә баш әлчисигә фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати мәсилисидиму  мән йуқирида байан қилғанлиримни тәкитлиди, һәмдә буларниң һәммисиниң ахбарат вә пикир әркинликигә дәхли - тәруз қилғанлиқ болидиғанлиқини ейтти. җүмлидин, баш әлчимиз, байанатчимиз танҗу әпәнди германийә баш әлчисигә бу вәқәниң түркийә хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғиғанлиқини йәткүзди.»

бу арилиқта, министир чавушоғлу бүгүн анталйада бәргән байанатида, германийә сақчилириниң түркийәлик ахбарат васитилири мәнсуплирини тутқун қилиши һәққидә тохтилип мундақ деди: «германийә баш әлчисини ташқи ишлар министирлиқимизға чақирдуқ, униңға, ахбарат әркинлики тоғрисида пүткүл дунйаға вәз – нәсиһәттә болидиған  германийәниң бу қош өлчәмлик позитсийәсигә қарита наразилиқимизни йәткүздуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر