җумһур рәис намзатлириниң һечбири йетәрлик авазға еришәлмиди

түнүгүн (14-май) өткүзүлгән җумһур рәислик вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайлимида, җумһур рәислик намзатлири һечбири йетәрлик авазға еришәлмигәнлики үчүн, иккинчи айланма сайлам өткүзүлиду.

1986776
җумһур рәис намзатлириниң һечбири йетәрлик авазға еришәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: алий сайлам кеңишиниң башлиқи әһмәт йәнәр җумһур рәислик сайлимида намзатларниң йетәрлик авазға еришәлмигәнликини, 28-май (йәкшәнбә) иккинчи айланма җумһур рәислик сайлимини өткүзүшниң қарар қилинғанлиқини билдүрди.

у дөләт ичидә сайлам сандуқлириниң %100 толуқ ечилғанлиқини, дөләт ичи сайламға қатнишиш нисбитиниң %88.92 кә, чәт әлләрдики түркийә пуқралириниң сайламға қатнишиш нисбитиниң %52.69 кә йәткәнликини қәйт қилди.

у рәсмий болмиған нәтиҗиләргә көрә, рәҗәп таййип әрдоғанниң %49.51, кәмал қиличдароғлуниң %44.88, синан оғанниң %5.17, муһәррәм инҗәниң %0.44 авазға еришкәнликини әскәртти.

рәсмий болмиған дәсләпки нәтиҗиләргә асасланғанда, парламент әзалири үчүн ташланған авазларниң %99.86 ниң тарқилиши төвәндикичә:

җумһур иттипақи %49.46

адаләт вә тәрәққийат партийәси %35.58

миллийәтчи һәрикәт партийәси %10.07

милләт иттипақи %35.02

җумһурийәт хәлқ партийәси %25.33

ийи (йахши) партийә %9.69



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر