һәр қайси партийәләрниң парламентта игәллигән орун сани елан қилинди

рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, җумһур иттипақи 14-май сайламлирида түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә көп орунға еришти.

1986417
һәр қайси партийәләрниң парламентта игәллигән орун сани елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: парламент әзалири сайлимида, сайлиғучиларниң %49.46 и җумһур иттипақини қоллап аваз ташлиди. буниңға асасән, җумһуриттипақи парламентта 322 орунни қолға кәлтүрди.

һәр қайси партийәләрниң қолға кәлтүргән парламент әзалири сани төвәндикичә:

адаләт вә тәрәққийат партийәси 267

миллйәтчи һәрикәт партийәси 50

йәнидән (йеңидин) рәфаһ партийәси 5

милләт иттипақи %35.02 авазға еришип, парламентта 213 орунни қолға кәлтүрди.

җумһурийәт хәлқ партийәси 169 орунға, ийи (йахши) партийә 44 орунға игә болди.

сайламда җумһурийәт хәлқ партийәсиниң тизимликидин сайламға қатнашқан саадәт партийәси 10, дәва (демократийә вә илгириләш) партийәси 13, келичәк партийәси 10, демократ партийә үч орунға еришти.

йешил сол партийәниң 61, түркийә ишчи партийәсиниң төт әзаси парламентқа кирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر