ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң һуҗуми нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди.

1985889
ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси әскирини өлтүргән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи кейинчә түркийә армийәси тәрипидин  бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң 2023-йили 5-айниң 12-күни ‹пәнчә қулуп› һәрбий һәрикити райониға таҗавуз қилиши нәтиҗисидә, қәһриман сәпдишимиз пийадә әскәр муһәммәд кучүк шеһит болди. арқидинла бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға тегишлик җаваб қайтурулди. бу җәрйанда икки террорчи  бир тәрәп қилинди.»

байанатта, районда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға зәрбә бериш һәрикәтлириниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи тәкитлигәнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر