траблус - истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди
ливийәниң пайтәхти траблус билән истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди.
![траблус - истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/ceb3/cf90/c285/61ac871bd57c1.jpg?time=1718796321)
түркийә авази радийоси хәвири: мисратә деңиз армийә понкитиниң аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, мундақ дейилди: «<ханиш кевалай> намлиқ парахот пайтәхт траблустики әшшиаб портидин истанбулниң зәйпорт портиға қарап йолға чиқти. бу парахотниң истанбул зәйпорт лиманиға тунҗи сәпири һесаблиниду.»
байанатта, «ханиш кевалай» намлиқ парахот, йолучилар вә парахот хадимлириниң фото сүрәтлиригиму орун бериллди.
қаранфил горуһи аридин 25 йил өткәндин кейин, кевалай сайаһәтчилик гуруһи вә ливийә төмүр-полат-төмүр ширкити билән һәмкарлишип, 2021-йили 12-айниң 1-күни ливийәниң мисратә шәһири билән измир оттурисида парахот деңиз қатнишини ишқа кириштүргәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![әрдоған пашинйан билән телефонлашти](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/17dc/85c7/62ef/667274aa8f555.jpg?time=1718796322)
әрдоған пашинйан билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонлашти.
![түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/6e67/9b77/98a9/66716af7bff4b.jpg?time=1718796322)
түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта
түркийә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниңму келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта.