«чақир» намлиқ чарлиғучи башқурулидиған бомба синақтин өтти

«чақир» намлиқ чарлиғучи башқурулидиған бомба нишанға дәл зәрбә бәрди.

1985708
«чақир» намлиқ чарлиғучи башқурулидиған бомба синақтин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир дунйа тарихида тунҗи қетим қораллиқ учқучисиз һава аппаратидин чарлиғучи башқурулидиған бомба етилғанлиқини байан қилип мундақ деди: «<ақинҗи> намлиқ зәрбидар қораллиқ учқучисиз һава аппаратидин етилған, йәрлик – миллий моторлуқ <чақир> намлиқ чарлиғучи башқурулидиған бомба нишанға дәл тәгди. бу мувәппәқийәт дөләт мудапиәси санаити оргининиң түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишаниға совғиси болсун. бу мувәппәқийитимизни қизғин тәбрикләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر