<әрән хатирҗәмлик баһар-йаз  1- һәрикити> даирисидә, икки террорчи уҗуқтурулди

даирисидә, 579 нәпәр бихәтәрлик хадиминиң қатнишиши билән дийарбакирниң лиҗә наһийәси йезилирида елип берилған һәрикәттә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи уҗуқтурулди.

1985320
<әрән хатирҗәмлик баһар-йаз  1- һәрикити> даирисидә, икки террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радйоси хәвири:  2023-йили әтийазлиқ тунҗи һәрикәт болған «әрән хатирҗәмлик баһар-йаз1- һәрикити» вә «шеһит жандарма пешқәдәм сержант оғузхан ардуч һәрикити, дийарбакир вилайәтлик жандарма қоманданлиқ мәркизиниң маслишиши, дийарбакир вилайәтлик жандарма қоманданлиқ мәркизиниң қоманданлиқи, жандарма алаһидә қисимлири, жандарма қоманданлиқ иштаби хдадимлири һәмдә бихәтәрлик қоғдиғучилиридин тәркиб тапқан төт баталийон, 58 әтрәт, 579 хадимниң қатнишиши билән дийарбакирниң лиҗә наһийәсидә елип берилди.

һәрикәтниң биринчи күни жандарма алаһидә қисимлири, жандарма қоманданлиқ иштаби хдадимлири вә бихәтәрлик қоғдиғучилири билән террорчилар оттурисида йүз бәргән тоқунушта икки террорчи «1 M-16  пийадә әскәр милтиқи» вә «1 AK-47» пийадә милтиқи билән уҗуқтурулди. шуниң билән бир вақитта, нурғун оқ-дора, йемәк-ичмәк һәмдә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر