фуат октай түнүгүн падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнашти

муавин җумһур рәис фуат октай вә айали һумәйра шаһин октай түнүгүн падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнашти.

1983485
фуат октай түнүгүн падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнашти

түркийә авази радйоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай вә айали әнгилийәниң пайтәхти лондондики вестминистер аббей черкавида өткүзүлгән таҗ кийиш мурасимида түркийәгә вәкиллик қилди.

фуат октай иҗтимаий алақә һесабатида һәмбәһирлигән учрида, «әнгилийә падишаһи 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнаштуқ. падишаһ  3- чарлизни, хан җәмәтини, әнгилийә хәлқи вә һөкүмитини тәбрикләймән, йеңи дәврдә түркийә-әнгилийә мунасивити техиму күчийиду, дәп қараймән» деди.

падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға түнүгүн хан җәмәти әзалиридин башқа йәнә, дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән дөләт рәислири, атақлиқ шәхсләр вә хәйр-сахавәт органлири вәкиллири қатарлиқ 2200 дин артуқ меһман иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر