түркийәдә җинайи ишлар хатириси гуваһнамиси берилидиған тилларниң сани 40 қа йәтти

түркийә җумһурийити әдлийә министирлиқи җинайи ишлар хатирә гуваһнамиси берилидиған чәт тилларға йәнә 12 тилни илавә қилди.

1983187
түркийәдә җинайи ишлар хатириси гуваһнамиси берилидиған тилларниң сани 40 қа йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити әдлийә министирлиқиниң йеңи җинайи ишлар хатириси учур системисиниң тәрҗимә қилинған җинайи ишлар хатириси берилидиған тиллири қатариға йәнә 12 чәт әл тили қошулди.

буниңдин кейин баш тәптиш мәһкимиси қармиқидики җинайи ишлар тармақлири, чәт әлләрдики консулхана - әлчиханилардин вә е-дөләт системисидин 40 тилда җинайи ишлар хатирә гуваһнамиси алғили болиду.

һазирғичә җинайи ишлар хатириси инглизчә, фирансузчә, германчә, италийәчә, испанчә, голландийәчә, данийәчә вә португалчә, кейин корейәчә, йапончә, хитайчә, силовакийәчә, македонийәчә, русчә, руменийәчә, латвийчәчәә, булғарийә, албанчә, әрәбчә, боснийәчә, киродийәчә, қазақчә, қирғизчә, моңғулчә, өзбекчә, серибчә, таҗикчә вә түркмәнчә қатарлиқ тилларда берилип кәлгәниди.

бүгүндин башлап бу системиға қаратағ, полша, венгирийә, шиветсийә, финландийә, чехийә, гиретсийә, һинди, бенгал, ибраний, малай вә баһаса қатарлиқ 12 дөләт вә милләтниң тили қошулуп, җәмий чәт әл тил сани 40 қа йәткүзүлди.

игилинишичә, җинайи ишлар гуваһнамисини тарқитиш мулазимитигә дари, парс вә орду тиллириниму қошуш тәййарлиқлири давам қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر