түркийә һава йоллири ширкити палермоға учушни йолға қойди

түркийә һава йоллири ширкити италийәниң тарихий сайаһәт шәһәрлиридин бири болған палермоға истанбулдин бивастә учушни йолға қойди.

1983176
түркийә һава йоллири ширкити палермоға учушни йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: истанбулдин әтигән саәт 06.45 дә учқан «TK 1373» типлиқ тунҗи нөвәтчи айропилан шу җай вақти әтигән саәт 8.30 дә италийәниң палермо айродурумиға қонди.

түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши бу мунасивәт билән өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә мундақ деди: «дунйа бойичә 344, италийәдики 9- учуш нуқтимиз болған палермо шәһириниму учуш торимизға қоштуқ, буниңдин интайин хурсәнмиз. италийә билән болған мунасивәтлиримизни күчәйтиш арқилиқ, меһманлиримиз (йолучилиримиз) ни түркийә һава йоллири ширкитиниң айропиланлири билән учушниң өзгичә алаһидиликлири һәмдә истанбулдин палермоға созулған гүзәл мәнзирәләрдин бәһримән қилишни нишан қиливатимиз.»

игилинишичә, истанбул – палермо нөвәтчи айропиланлири һәптидә төт күн, дүшәнбә, җүмә, чаршәнбә вә йәкшәнбә күнлири өзара қатнайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر