чәт әлләрдә сайламға қатнишиш нисбити рекорт сәвийәгә йәтти

чәт әлләрдики сайлиғучиларниң 713 миң 609 и 14-май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлими билән 28 - нөвәтлик парламент әзалири омумий сайлими үчүн беләт ташлиди.

1981628
чәт әлләрдә сайламға қатнишиш нисбити рекорт сәвийәгә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә алий сайлам комитети елан қилған байанатида билдүрүлишичә, 1-май әнқәрә вақти саәт 23:59 гичә чәт әлләрдики сайлиғучилардин 660 миң 732 си түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана – консулханилирида, 52 миң 877 си таможна еғизлирида болуп, җәмий 713 миң 609 киши беләт ташлиған.

германийәдә 2018-йили өткүзүлгән йәрлик сайламда 212 миң 121 киши беләт ташлиған болса, бу йил 14-май сайлими үчүн дәсләпки бәш күндила 290 миң 430 киши беләт ташлиған вә сайламға қатнишиш нисбити %36.92 кә йәткән. охшаш вақитта, сайламға қатнишиш нисбити австирийәдә %71.32, фирансийәдә %59.23 ешиш көрүлгән.

таможна еғизлирида беләт ташлаш 14-май йәкшәнбә күни әнқәрә вақти 17.00 дә ахирлиишду. әлчихана вә консулханиларда болса 9-май ахирлишиду. чәт әлләрдики сайлиғучилар дәм елиш күнлириму 24 саәт беләт ташлийалайду.

чәт әлләрдә нопуси бойичә тизимға елинған 3 милйон 416 миң 98 сайлиғучи бар болуп, тунҗи қетим сайламға қатнишидиғанларниң сани 277 миң 646 киши.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر