америкада түркийәдики сайлам үчүн беләт ташлаш башланди

түркийәдә 14 – май күни өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлими вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайлими үчүн америка қошма иштатлиридики охшимиған  9 нуқтида беләт ташлаш башланди.

1980932
америкада түркийәдики сайлам үчүн беләт ташлаш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә, сайлиғучилар 29-апрелдин 7-майғичә түркийәниң вашингитон әлчиханисида, шундақла нйу йорк, бостон, чикаго, лос анжелес, миами вә хйустон консулханилирида әтигән саәт 09:00 дин чүштин кейин саәт 21:00 гичә беләт ташлийалайдикән.

нйу йорк баш консулханисиниң вәзипә иҗра қилиш районида түркөйидин сирт йәнә, нийу җерсий вә лоң арилида 29 – апрелдин 1 – майғичә әтигән саәт 09:00 дин чүштин кейин саәт 18:00 гичә болған арилиқта  аваз бериш үчүн қошумчә беләт ташлаш понкитлири қурулидикән.

җумһур рәислик сайлими иккинчи басқучқа қалған тәқдирдә, сайлиғучилар 28 – май йәкшәнбә күни өткүзүлидиған иккинчи басқучлуқ сайлам үчүн алдин бекитилгән вакаләтханиларда 20 – майдин 24 – майғичә болған арилиқта беләт ташлийалайдикән.

америка қошма иштатлири миқйасида 134 миң 246 сайлиғучи бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر