чегра еғизлирида беләт ташлаш башланди

җумһур рәис вә 28 - нөвәтлик парламент әзалири омумий сайлими даирисидә, чәт әлләрдә сайлам тизимликигә тизимлатқан сайлиғучиларниң беләт ташлаш җәрйани башланди.

1979936
чегра еғизлирида беләт ташлаш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әл сайлам тизимликигә тизимлатқан пуқралар түркийәниң йавропаға ечилидиған чегра еғизлири капикулә, ипсала, пазаркулә, һамзабәйли вә дәрәкөй қатарлиқларда беләт ташлийалайду.

капикуләгә кириш, чиқиш еғизлири вә бекәт болуп җәмий үч, ипсала, пазаркулә, һамзабәйли вә дәрәкөй чегра еғизлириға бирдин беләт ташлаш сандуқи қойулди.

чегра еғизлирида һәр күни 24 саәт бойичә беләт ташлиғи болиду؛ беләт ташлаш 5 - айниң 14 - күни йәкшәнбә, түркийә вақти саәт 17.00 дә ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر