судандин тарқақлаштурулған тунҗи түркүм түркләр түркийәгә йетип кәлди

судан армийәси билән тез йардәм бериш қисимлириниң 15- апрелдин буйан давамлишиватқан тоқунушлири сәвәбидин тарқақлаштурулған 189 киши түркийәгә қайтип кәлди.

1979451
судандин тарқақлаштурулған тунҗи түркүм түркләр түркийәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: 189 кишини елип ефийопийә пайтәхти әддис әбебәдин түнүгүн (25-апрел) чүштин кейин йолға чиққан түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани кечә саәт 1 дин 10 минут өткәндә истанбул айродурумиға қонди.

тарқақлаштурулған пуқралардин наҗи ақгүн өзлириниң судандин тарқақлаштурулушиға йардәм бәргән дөләт әмәлдарлириға миннәтдарлиқ билдүрүп: «шараит начар иди. барлиқ дөләтләр бирла вақитта пуқралирини тарқақлаштурмақчи болғаниди. аллаһ дөлитимиздин рази болсун, қолидин келидиған ишларни қилди. биз түркийәгә қайтип кәлгән тунҗи түркүм кишиләрмиз. интайин хушалмиз. түркийә, судан вә ефийопийәдики түркийә әлчиханилириға көпләп рәһмәт ейтимиз» деди.

суданда тоқунушларниң давам қиливатқанлиқини билдүргән ақгун: «коча урушлири давамлишиватиду. аллаһ суданлиқларға йардәм қилсун. суданлиқ қериндашлиримиз йахши кишиләр. судан гүзәл дөләт. иншааллаһ вәзийәт оңшилар, биз қайтармиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر