чавушоғлу аталмиш әрмән дәвалириға наразилиқ билдүрди
түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу американиң аталмиш 1915-йил вәқәлиригә мунасивәтлик әрмән дәвалирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп аташ йаки атимаслиқиниң қануний күчкә игә әмәсликини тәкитлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу түнүгүн (24-апрел) бир телевизийә қанилиниң пирограммисиға қатнишип, күнтәртип һәққидики соалларға җаваб бәрди.
у тарих мәсилисидә сийасәтчиләрниң һөкүм чиқиришиниң интайин хата икәнликини әскәртип, тарихни охшимиған мәнбәләрдин оқуш керәкликини қәйт қилди.
у: «бизниң тарихимизда ирқий қирғинчилиқ дәйдиған бир нәрсә йоқ. биз һәммә йәрни пәтһи қилдуқ, башқурдуқ, әмма йәнә у йәрләрни әслигә кәлтүрүп, бүйүк мирасларни қалдурдуқ. һәр қайси милләтләр өзиниң дини, тили вә миллий қурулмиси билән мустәқиллиқини қолға кәлтүргәндин кейин, буларни қоғдап йашашни давамлаштурған» деди.
у ембарголар сәвәбидин русийәниң ашлиқини ғәрб дөләтлиригә саталмиғанлиқини әскәртип: «русийәниң тәләплирини қандурушқа тиришиватимиз. әгәр биз буни әмәлгә ашуралисақ-әмәлгә ашуралайдиғанлиқимизға ишинимиз-ашлиқ келишиминиң муддити йәнә бир қетим узирарйду, узириши керәк. ундақ болмиғанда, киризис йүз бериду» деди.
у русийә-украина оттурисида түркийәниң мурәссәчилик рол ойниғанлиқи үстидә тохтилип: «мурәссәчилик ишлирини мән қиливатимән, шуңа һәммәйлән маңа һәвәс қиливатиду. биз болмиған болсақ ашлиқ келишими түзүлмәйтти» деди.
у американиң п к к|й п г террорлуқ тәшкилатини қоллаватқанлиқиға има қилип, мундақ деди:
«әлвәттә, террорлуққа қарши күрәштә америкаға ишәнмәймән. немишқа ишинимән? фирансийәгиму ишәнмәймән. қош өлчәм бар, икки йүзлимичилик бар.»