әрдоған истанбулда йәр тәврәш апитигә учриған өсмүрләр билән бир йәргә җәм болди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул долмабаһчә сарийидики ишханисида 23-апрел миллий игилик һоқуқи вә балилар байрими мунасивити билән йәр тәврәш апитигә учриған өсмүрләрни күтүвалди.

1978376
әрдоған истанбулда йәр тәврәш апитигә учриған өсмүрләр билән бир йәргә җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған 6-февралдики йәр тәврәшниң азабиға мәлһәм болуш үчүн дөләтниң барлиқ имканийәтлирини сәпәрвәр қилғанлиқлирини билдүрүп: «биз мушу бир йил ичидә йәр тәврәшкә учриған хәлқимизниң нормал турмушини әслигә кәлтүримиз» деди.  

әрдоған йәнә мундақ деди:

«түнүгүн (23-апрел) мән қаһраманмарашта идим. униңин кейин ғазиантәп, нур теғида болдум. пүткән кәнт өйлирини тапшурдуқ. биз қаһраманмараштиму охшашла йәр тәврәш апитигә учриғучилар билән бир йәргә җәм болдуқ. җенидин айрилған кишилиримизни қайтуруп келәлмәймиз. әмма, йәр тәврәштә шеһит болғанлар вә уларниң аманәтлиригә игә чиқалаймиз. йәр тәврәштә шеһит болғанлар вә уларниң аманәтлиригә вапайимизни, җумһурийитимизниң йеңи әсри «түркийә әсри» ни әмәлгә ашуруш арқилиқ көрситәләйдиғанлиқимизға шундақла һәққини ада қилалайдиғанлиқимизға ишинимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر