әрдоған оман султани билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған оман султани һәйсәм бин тариқ билән телефонда көрүшти.

1977338
әрдоған оман султани билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән оман султани һәйсәм бин тариқниң телефон сөһбитидә, түркийә - оман мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушта муһим рол ойнайдиған нуқтилар вә район мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.

икки рәһбәр өзара бир – бириниң роза һейтини тәбрикләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر