түркийәниң тунҗи йәрлик вә миллий чарлиғучи сүний һәмраһини қойуп бериш вақти кечиктүрүлди

түркийәниң тунҗи йәрлик вә миллий чарлиғучи сүний һәмраһи — имәҗә (IMECE) ни аләм бошлуқиға қойуп бериш пилани кечиктүрүлди.

1972824
түркийәниң тунҗи йәрлик вә миллий чарлиғучи сүний һәмраһини қойуп бериш вақти кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түбитак (түркийә пән- техника тәтқиқат оргини) твиттердики адресида байанат елан қилип, имәҗә сүний һәмраһини орбетаға елип баридиған «9-фалкон» ракетасиниң мәшғулатиға мәсул «SpaceX» ширкитиниң бүгүн (11-апрел) қойуп беришни әмәлгә ашурушниң мумкин болмиғанлиқини рәсмий елан қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, һазирчә бир күн кечиктүрүлгән сүний һәмраһни қойуш бериш мәшғулатиниң конкрет вақтиниң кейинчә елан қилинидиғанлиқиға ишарәт қилинди.

SpaceX ширкитиниң твиттердики адресида һәмбәһриләнгән учурдиму алақидар хадимлмарниң һава райидики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқи қәйт қилинди.

түркийәниң «имәҗә» намлиқ сүний һәмраһи 21 - феврал америкадики ванденберг аләм қатниши базисиға әвәтилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر