әрдоған түркийәниң йеңи йәрлик сүний һәмраһиниң қойуп берилидиған вақитни елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәрлик вә миллий имканийәтләргә тайинип ишләпчиқирилған тунҗи йуқири ениқлиқтики көзитиш сүний һәмраһи «İMECE» ниң 11-апрел (2023) қойуп берилидиғанлиқини елан қилди.

1972085
әрдоған түркийәниң йеңи йәрлик сүний һәмраһиниң қойуп берилидиған вақитни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң сүний һәмраһ техникисида чәт әлгә беқиндилиқини төвәнлитидиған «İMECE» сүний һәмраһиниң аләм сайаһити үчүн тәтүр санақ башланди.

җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә адресида елан қилған байанатида мундақ деди:

«йәрлик вә миллий имканийәтләргә тайинип ишләпчиқирилған тунҗи йуқири ениқлиқтики көзитиш сүний һәмраһимиз<İMECE> 11-апрел қойуп берилиду. йетишкән адәм күчимиз, биз тәминлигән имканлар вә биз тәрәққий қилдурған техникилар сайисида, дунйа аләм бошлуқи риқабитидә мәвҗут болуп турушни давамлаштуримиз».

түркийәниң «İMECE» сүний һәмраһи 11-апрелда аләм қатниши ширкити «Space X» тәрипидин орбетаға қойуп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر