чавушоғлу пәләстин вә исраилийә ташқи ишлар министирлири билән  телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу мәсҗиди әқса вә  пәләстинликләр нишан қилинған һуҗумларни қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти.

1971718
чавушоғлу пәләстин вә исраилийә ташқи ишлар министирлири билән  телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу пәләстин ташқи ишлар министири рийад малки вә исраилийә ташқи ишлар министири ели коһен билән телефонда көрүшти.

түркийә  ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилинған байанатиға қариғанда, министир чавушоғлу пәләстин ташқи ишлар министири рийад малки билән телефонда көрүшкән.

чавушоғлу малкиға, мәсҗиди әқсаниң муқәддәслики вә салаһийитини қоғдашниң түркийә үчүн һәр вақит интайин муһимлиқини, түркийәниң һәрдаим пәләстинни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.

министир чавушоғлу йәнә түркийәниң җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн һәр қандақ ишни қилишқа тәййар икәнликини қайта тәкитлигән.

пәләстин ташқи ишлар министири рийад малки түркийәниң пәләстинни қоллиғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүргән.

чавушоғлу кейинчә исраилийәлик мәнсәпдиши ели коһен билән телефонда көрүшкән.

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң мәсҗиди әқсаниң муқәддәслики вә салаһийитигә қарши елип барған йеқинқи қутратқулуқлирини, исраилийәниң ғәззә вә ливанға қилған һава һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқини, шундақла рамизан ейида таәт – ибадәт қиливатқан бигунаһ кишиләргә зораванлиқ қилинишини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини әскәрткән.

чавушоғлу исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң зораванлиқ һәрикәтлириниң һечқандақ һәқлиқ тәрипиниң йоқлуқини қәйт қилған, һәмдә бундақ қилмишларниң қайта тәкрарланмаслиқи вә һава һуҗумлириниң қайта башланмаслиқи керәкликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر