шәнтоп фирансийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзалириниң фирансийә палатасида күтүвелиниши вә террорчиларға медал тәқдим қилинишиға наразилиқ билдүрди.

1966096
шәнтоп фирансийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи шәнтоп аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийәниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң фирансийә палатасида күтүвелинишиниң толиму хәтәрлик һәмдә һәйран қаларлиқ әһвал икәнликини байан қилди.

парламент башлиқи шәнтоп фирансийәниң илгириму террорлуқ тәшкилати даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири билән очуқ - ашкара йаки мәхпий йосунда мунасивәт орнатқанлиқиниң пүткүл дунйа җамаәтчиликигә айан икәнликини тәкитләп мундақ деди: «парламент башлиқи болуш сүпитим билән шуни байан қилишим керәкки, бир дөләтниң парламентиниң террорлуқ тәшкилати әзалирини күтүвелиши шу органниң абройини төкиду. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштилири билән очуқ - ашкара һалда бир сәптә туридиғанлиқини пүткүл дунйаға парламенти арқилиқ намайан қилған фирансийәдин қанунға, инсанлиққа вә заманиви ишәнчилик дөләт болуш пиринсиплириға уйғун шәкилдә һәрикәт қилишини күтмәктимиз.»

адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәлик аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзалириниң фирансийә палатасида күтүвелинишиниң фирансийәгә нисбәтән номус қиларлиқ иш икәнликини әскәртип мундақ деди: «буму түркийә-фирансийә достлуқиға зийан йәткүзүш нишан қилинған иғвагәрчилик һәрикитидур. бу шәрмәндиликни қаттиқ әйибләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر