әрдоған: бир йил ичидә апәт районлирини әслигә кәлтүримиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бир йил ичидә 650 миң туралғу селип, апәт районлирини әслигә кәлтүрүшни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.

1965374
әрдоған: бир йил ичидә апәт районлирини әслигә кәлтүримиз
erdogan depremzedeler iftar bulusmasi.jpg
erdogan depremzedeler iftar bulusmasi.jpg
erdogan depremzedeler iftar bulusmasi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулниң бүйүкчәмәҗә районида апәткә учриғанлар билән көрүшти.

у 6-феврал 11 вилайәттә йашаватқан 14 милйон кишигә бивастә тәсир көрсәткән қаһранмараш йәр тәврәш апәтлиридә, дөләтниң пүткүл идарә-органлирини вә имканийәтлирини апәт йүз бәргән районлар үчүн сәпәрвәрликкә кәлтүргәнликлирини қәйт қилди.

у хәлқниңму иҗтимаий тәшкилатлар вә өзлириниң тиришчанлиқи билән дәсләпки күндин тартипла апәткә учриғанларға йардәм қилғанлиқини билдүрүп: «дост вә қериндаш дөләтләр шундақла хәлқара йардәмләрни һәргиз унтумаймиз. мәқситимиз, бир йил ичидә ул-әслиһәлири, барлиқ иҗтимаий вә сода орунлири билән 319 миң туралғу, җәмий 650 миң туралғу селип, апәт районлирини әслигә кәлтүрүш. шәһәрлиримиздә  тарихий вә мәдәнийәт қурулмисиға мувапиқ һалда пухта вә бихәтәр биналарни салимиз» деди.

у пухта биналарниң пүтүши билән, бу шәһәрләрниң алдида йипйеңи дәврниң башлинидиғанлиқини әскәртти.

у хәлқниң иттипақлиқ, баравәрлик вә қериндашлиқ пәзилитиниң қанчилик күчлүк икәнликини йәр тәврәш апәтлиридә йәнә бир қетим көргәнликлирини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر