әрдоған билән камал қиличдароғлуниң намзатлиқ илтимаси рәсмий қобул қилинди

җумһур рәислик сайлими  үчүн җумһур иттипақиниң җумһур рәис намзати рәҗәп таййип әрдоған билән милләт иттипақиниң  җумһур рәис намзати камал қиличдароғлуниң намзатлиқ илтимаси қобул қилинди.

1965109
әрдоған билән камал қиличдароғлуниң намзатлиқ илтимаси рәсмий қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түкийә сайлам алий кеңишиниң байанатиға асасланғанда, җумһур рәислик сайлими вә 28 - қетимлиқ парламент әзалири омумий сайлимида йолға қойулидиған сайлам календариға асасән 2023 - йили 19 - март йәкшәнбә күнидин башлинип, 2023 - йили 23 - март пәйшәнбә күни саәт 17:00 гичә сийасий партийәләрниң сайлам алий кеңиши һәйитигә сунған илтимаслири тәкшүрүлгән.

тәкшүрүш нәтиҗисидә, адаләт вә тәрәққийат партийәси вә миллийәтчи һәрикәт партийәси  гуруппилири тәрипидин намзатлиққа көрситилгән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән җумһурийәт хәлқ партийәси вә йахши партийә гуруппилири тәрипидин намзат көрситилгән җумһурийәт хәлқ партийәси рәиси камал қиличдароғлуниң илтимас һөҗҗәтлиридә һеч қандақ кәм қалған һөҗҗәт йоқлиқи вә намзатлиқ илтимаслириниң қобул қилинғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر