түркийә америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди

әнқәрә американиң кишилик һоқуқ доклатиға киргүзүлгән «түркийә һәққидики йалған учур вә асассиз әйибләшләр»гә наразилиқ билдүрди.

1964861
түркийә америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеңи елан қилинған 2022-йиллиқ кишилик һоқуқ доклати тоғрисида йазма байанат елан қилип: «илгирики йиллардикигә охшашла, доклатта дөлитимиз һәққидә мәнбәси ениқсиз асассиз учурлар, орунсиз әйибләшләр вә бир тәрәплимә қарашларға орун берилгән болуп, биз буларни әйибләймиз вә пүтүнләй рәт қилимиз» деди.

байанатта: «дөлитимиз вә районимизниң бихәтәрлики үчүн, п к к / п й д / й п г, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, даеш вә DHKP-C қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиз хәлқара қанун вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш рамкиси ичидә қәтийлик билән давам қилмақта. вәһаләнки, биз бу адил күришимизниң бурмиланған һаләттә доклатқа киргүзүлүшини қобул қилмаймиз» дегән ибариләргә орун берилди.  

байанатта йәнә: «доклатта, п к к ниң 2022 – йили дөлитимиздә садир қилған террорлуқ һуҗумлири вә йошуруш мумкин болмайдиған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң пәқәт бир қисмиғила орун берилиши бизни әпсусландурди. аталмиш <сүрийә демократик күчлири>ниң сүрийәдә садир қилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә доклатниң сүрийәгә мунасивәтлик қисмида орун берилип, бу қурулминиң п к к / п й д / й п г ниң контроллуқида икәнликиниң тилға елинмаслиқи ғәлитә әһвал һесаблиниду... биз бу доклатниң п к к / п й д / й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға охшаш террорлуқ тәшкилатлириниң паалийәтлиригә көз йумуш биләнла қалмай, улар билән һәмкарлиқ орнитидиған бир дөләт тәрипидин тәййарланғанлиқини көпчиликниң диққитигә сунимиз вә американи диққитини өзиниң кишилик һоқуқ хатирисигә мәркәзләштүрүшкә чақиримиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر