түркийә чанаққәлә деңиз зәпириниң 108 - хатирә йилини тәбриклимәктә

бүгүн 18-март шеһитләрни хатириләш байрими вә чанаққәлә деңиз уруши ғәлбисиниң 108 – хатирә йили...

1961635
түркийә чанаққәлә деңиз зәпириниң 108 - хатирә йилини тәбриклимәктә
altin madalya bayrak.jpg
akar canakkale 18 mart.jpg
canakkale zaferi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хатирә йили мунасивити билән орунлаштурулған чанаққәләдики мурасимларниң биринчиси җумһурийәт мәйданида өткүзүлди؛ дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң «чанаққәләдин өткили болмайду» дегән хәт йезилған алтун медал чүшүрүлгән түркийә байриқиниң мумиға чиқирилиши билән башланди.

һөрмәт билдүрүп сүкүттә турулғандин кейин мустәқиллиқ марши оқулған мурасимда, чанаққәлә боғузиға ләңгәрләнгән TCG салиһ рәис намлиқ парахоттин 21 пай етилди.

мурасимға австралийәниң чанаққәләдә турушлуқ консули һарри һал, йеңи зеландийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси вакаләтчиси никол силит билән һәр қайси сийасий партийәләрниң вәкиллири қатнашти.

хатирә йили мунасивити билән шеһитләр абидиси вә сәддулбәһр қәләсидә икки айрим хатириләш пирограммиси өткүзүлиду. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму мурасимға қатнишиду.

биринчи дунйа урушида иттипақдаш дөләтләр тәрәптә туруп германийә  билән бирликтә урушқа киргән османли империйәси чанаққәлә фиронтида милләт сүпитидә мәвҗутлуқ үчүн күрәш қилди.

түркийә тарихидики бурулуш нуқтилириниң бири болған чанаққәлә уруши, 1915-йили 2-айниң 19-күни чанаққәлә боғузидики деңиз уруши билән башланди. андин қуруқлуқтики сәддулбәһир, арибурну вә анафарталлар фиронтлирида давамлашти.

325 күн давамлашқан чанаққәлә уруши 1916-йили 1-айниң 9-күни түркийә армийәсиниң ғәлибиси билән ахирлашти.

1915-йили 18-март чанаққәләдә  қолға кәлтүрүлгән деңиз уруши ғәлибиси түркийәниң кәлгүси үчүн бир бурулуш нуқтиси болуп, чанаққәләни йеңип өткили болмайдиғанлиқини испатлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر