әрдоған сайлам қарарнамәсини имзалиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайламлириниң 14 – май күни өткүзүлүшигә даир қарарнамәни имзалиди.

1957953
әрдоған сайлам қарарнамәсини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә җумһур рәислик вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайламлириниң 14 – май күни өткүзүлүшигә даир қарарнамәни имзалиғандин кейин байанат елан  қилди.

әрдоған байанатида, асасий қанунниң 116 – маддисиға асасән җумһур рәислик  вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайламлириниң 14 – май күни өткүзүлүшигә даир қарарнамәни имзалиғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған җумһур рәислик вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайламлириниң 14 – май күни өткүзүлидиғанлиқини бу йил киргән һаман җамаәтчиликкә елан қилғанлиқлирини қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған  сайлам вақтини бир ай әтрапида илгири сүрүш қарари чиқирилишниң бәзи сәвәблирини мундақ чүшәндүрди:

 «алди билән, 18-ийун милйонлиған йашларниң келәчики билән зич мунасивәтлик университет имтиһани календариға тоғра келидиған вақит иди. йәнә келип, бу вақит дөләт ичи - сиртидики йүзмиңлиған пуқралиримизниң муқәддәс җай һәрәмгә берип һәҗ қилидиған мәзгилгә тоғра келәтти. башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилири сайлам һарписида тәтилгә қойуп берилидиғанлиқи үчүн, милйонлиған пуқралиримиз һәр йилиқиға охшаш бу йилму йурти йаки дәм елиш мәнзилигә қарап сәпәргә атлинатти. мана мушундақ сәвәбләр түпәйлидин, 18-ийун хәлқимиз ирадисини беләт сандуқида толуқ әкс әттүрүләйдиған күн әмәс икән, дәп йәкүн чиқардуқ. шуниң билән, җумһур рәислик вә 28 – нөвәтлик парламент әзалири сайламлириниң 14 – май күни өткүзүлүшини қарарлаштурдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر