түркийә миллий ‍истихбарат идариси ирақта п к к ниң аталмиш каттибешини уҗуқтурди

түркийә миллий ‍истихбарат идариси ирақниң шималидики синҗар районида елип барған һәрикити давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш синҗар һәрбий ишлар каттибеши әли бәдәлни бир тәрәп қилди.

1954340
түркийә миллий ‍истихбарат идариси ирақта п к к ниң аталмиш каттибешини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә қисимлириниң һәрбий базилириға қилинған һуҗумларға қатнашқан вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң синҗар районида түркийә ‍истихбарат идарисиға қарши қилинған һәрикәтләрниң башчиси икәнлики ениқлап чиқилған «җеко пир» тәхәллуслуқ террорчи әли бәдәл көзитиш астиға елинған.  

түркийә миллий ‍истихбарат ‍идариси алаһидә бир әтрәтни әли бәдәлниң синҗар районидики паалийәтлирини көзитишкә әвәткән. әтрәт  көзитиш давамида бәдәлниң йезиди хәлқи билән бирликтә йашайдиғанлиқини ениқлап чиқққан.

 әтрәт террорчи сәд әли бәдәлниң түркийә қисимлириниң мусулдики башика һәрбий базисиға һуҗум қилишни пиланлаватқанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, дәрһал һәрикәткә өтүп, уни бир тәрәп қилған.

әтрәт террорчини уҗуқтуруш җәрйанида, у қалқан қиливалған хәлқниң зийанға учримаслиқи үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрсәткән.

игилинишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к – й  б ш ниң синҗар районлуқ аталмиш һәрбий ишлар каттибеши сүпитидә террорлуқ паалийәтлирини елип барған террорчи бәдәл, түркийә миллий ‍истихбарат идарисиға қарши қилиниватқан һуҗумлар вә түркийә қисимлириниң башика/гедо һәрбий базисиға қилинған һуҗумларниң баш иҗрачиси икән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر