10 йашлиқ әли апәткә учриғанларға йардәм қилди

голландийәдә йашайдиған 10 йашлиқ әли җәм қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридин кейин, йиғқан шишәлирини магезинларға сетип кирим қилған 2 миң йаврони апәткә учриғанларға ианә қилди.

1950783
10 йашлиқ әли апәткә учриғанларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң девентердики консулханисиниң твиттер бетидә, баш консул муәммәр һакан җәнгизниң 10 йашлиқ әли җәм билән көрүшүп, һәдийә совға қилған сүрити һәмбәһирләнди.

лаһәй шәһиридики түркийә баш әлчиси сәлчук үналниңму зутфен шәһиридә олтурушлуқ әли җәмгә вә униң аилисидикиләргә телефон қилип тәшәккүр ейтилғанлиқи билдүрүлди.

 бу һәқтики учурда мундақ дейилди:

«10 йашлиқ әли җәм һәдиси вә достлириниң қоллиши билән йәр тәврәшниң җараһәтлирини теңиш үчүн шишә йиғип, 2 миң йавро теҗәп қалди. у бу қийин вақитта бизгә зутфендин күч вә үмид ата қилди. у кичик, әмма от йүрәк, әли җәмгә тәшәккүр ейтимиз.»

6-феврал йүз бәргән қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридә миңларчә киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر