әрдоған билән баһчәли османийәдә апәт районлирини көздин кәчүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йәр тәврәш апитигә учриған шәһәр мәркәзлири вә йезиларни бир йил ичидә бәрпа қилишни пилан қилғанлиқлирини ейтти.

1949543
әрдоған билән баһчәли османийәдә апәт районлирини көздин кәчүрди
bahceli-erdogan osmaniye'de.jpg
bahceli-erdogan osmaniye'de.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң башлиқи дәвләт баһчәли йәр тәврәш апитиниң тәсиригә учриған османийәдә хәлқ аммиси билән бир йәргә җәм болди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған алимларниң 6-февралда (2023) йүз бәргән йәр тәврәшниң дунйада қуруқлуқта йүз бәргән әң шиддәтлик йәр тәврәш икәнликини ейтиватқанлиқини хатирилитип: «дөлитимиз тәбиий апәтләргә дуч кәлди» деди.

у апәткә учриғанларни қутқузуш үчүн барлиқ имканийәтләрни сәпәрвәрликкә кәлтүргәнликлирини билдүрүп, апәткә учриған хәлқниң йемәк-ичмәк еһтийаҗлири үчүн зөрүр тәдбирләрни алғанлиқлирини, қизилай җәмийитиниң тәхминән 2.5 милйон кишигә йемәк-ичмәк тарқатқанлиқини әскәртти.

у апәттә өрүлүп чүшкән биналарниң харабилиқлирини тошуш вә контейнер өй орунлаштуруш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини, 865 кишиниң чедирларға орунлашқанлиқини, 23 миң 500 кишиниң болса контейнер өйгә орунлашқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر