түркийә мудапиә санаити «IDEX» хәлқара мудапиә йәрмәнкисидә һәмминиң диққитини тартти

түркийә мудапиә санаити саһәси йеқинқи йиллардин буйан әң көп иштиракчиси болған әрәб бирләшмә хәлипиликидики мудапиә санаити йәрмәнкисигә 50 ширкәт билән қатнашти.

1948615
түркийә мудапиә санаити «IDEX» хәлқара мудапиә йәрмәнкисидә һәмминиң диққитини тартти

түркийә авази радийоси хәвири: «IDEX» хәлқара мудапиә йәрмәнкиси вә йиғини әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбузәбидә башланди. йәрмәнкигә дунйаниң һәрқайси дөләтлиридин мудапиә санаити вә йуқири дәриҗилик рәсмий вәкилләр өмики қатнашти.

йәрмәнкә паалийити оттура шәрқ вә шималий африқа (MENA) районида өткүзүлгән бирдинбир хәлқаралиқ мудапиә йәрмәнкиси вә йиғини сүпитидә һәмминиң диққитини тартти. йәрмәнкидә қуруқлуқ, деңиз вә һава мудапиә саһәсидики әң йеңи техникилар тонуштурулди.

түркийәдин йәрмәнкигә 50 дин артуқ мудапиә санаити ширкити қатнашмақта.

йәрмәнкә җәрйанида түркийә мудапиә санаити ширкәтлири ишләпчиқарған һәр хил учқучисиз қуруқлуқ, деңиз вә авийатсийә аппаратлири, броневик аптомобил мунбири, қорал системилири, електронлуқ системилар, оқ-дора, тәқлидләштүргүчи вә әшйа обороти йардәм мәһсулатлири қатарлиқлар қатнашқучиларға, болупму шималий африқа (MENA) районидин кәлгәнләрниң йақтурушиға сунулди.

«IDEX» хәлқара мудапиә йәрмәнкиси арқилиқ түркийә мудапиә санаити ширкәтлири вә йәрмәнкигә қатнашқан дөләтләр оттурисида йеңи лайиһәләр билән йошурун һәмкарлиқ күчини тәрәққий қилдуруш вә чоңқурлаштурушқа асас селиш мәқсәт қилинмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر