чавушоғлу тиноко билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әнқәрәдә костарика ташқи ишлар министири арнолдо андре тиноко билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

1947308
чавушоғлу тиноко билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, 6- феврал қаһраманмарашта йүз берип, түркийәниң  11 вилайити билән сүрийәгә тәсир көрсәткән  7.7 вә 7.6 бал чоңлуқидики «әсирниң апити» дәп атиливатқан йәр тәврәшләр сәвәбидин түркийә билән һәмнәпәс икәнлкиини намайан қилған костарикаға миннәтдарлиқ билдүрди.

министир мәвлүт чавушоғлу түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан костарика ташқи ишлар министири арнолдо андре тиноко билән пайтәхт әнқәрәдә көрүшкәндин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ чавушоғлу йиғинда сөз қилип: «мәнсәпдишим арнолдо бүгүн бир һәмкарлиқ зийаритидә болмақта. мән униңға вә у арқилиқ костарика дөлити вә хәлқиниң бу җәрйандики һәмкарлиқи вә қоллишиға рәһмәт ейтимән» деди.

түркийәгә йардәм тәклипи сунған 101 дөләткиму миннәтдарлиқ билдүргән ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йәр тәврәшниң зәрбисигә учриған районлардики издәш вә қутқузуш паалийәтлиригә актип қатнишиватқан дөләт саниниң 74, хадимлар саниниң 7 миң 98 икәнликини, 15 дөләттин кәлгән 4236 хадимниң мәҗбурийәтлирини ада қилип дөләтлиригә қайтип кәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر