әрдоған: бу қийин өткәлдин хәлқимиз билән бирликтә өтимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәш апити кәлтүрүп чиқарған вәйранчилиқ вә қийин өткәлдин түркийә хәлқи билән бирликтә өтидиғанлиқлирини ейтти.

1946452
әрдоған: бу қийин өткәлдин хәлқимиз билән бирликтә өтимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, қаһраманмараш қатарлиқ түркийәниң 10 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә бәргән байанатида, «һазирғичә қийин өткәлләрдин қандақ өткән болсақ, буниңдин кейинму хәлқимиз билән бирликтә мувәппәқийәтлик һалда өтимиз» деди.

әрдоған, пайтәхт әнқәрәдә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи бинасида чақирилған министирлар кеңиши йиғини һарписида,  түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизидики хадимларға хитаб қилди.

җумһур рәис әрдоған, җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң барлиқ тармақлири билән бирликтә йәр тәврәш апити йүз бәргәндин буйан мислисиз  күрәшни давамлаштуруватқанлиқини вә буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқини қәйт қилди, һәмдә йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләп мундақ деди:

«наһайити чоң апәткә дуч кәлдуқ. апәттин кейин ишлиниватқан хизмәтләрни көзитиватимиз. нишанимиз бир йил ичидә йәр тәврәш апитидә өрүлүп чүшкән биналарниң орниға йеңилирини селиштур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر