апәттә җенидин айрилғанлар 18 миңдин ашти, килис вә шанлиурфада қутқузуш хизмәтлири ахирлашти

қаһраманмарашта 6-феврал (2023) йүз бәргән вә әтраптики 10 вилайәткә тәсир қилған йәр тәврәшләрдә җенидин айрилғанлар сани 18 миң 991 ға өрлиди.

1944690
апәттә җенидин айрилғанлар 18 миңдин ашти, килис вә шанлиурфада қутқузуш хизмәтлири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идарисиниң байанатиға асасланғанда, қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшләрдә саәт 8.30 дин етибарән 18 миң 991 киши җенидин айрилған, 75 миң 523 киши йариланған.

муавин җумһур рәис фуат октайму бу һәқтә байанат елан қилип, чәт әлләрдин кәлгәнләрни қошқанда 30 миң 306 издәш-қутқузуш хадиминиң апәт районлирида җан қутқузуватқанлиқини, қутқузуш хизмәтлириниң йезиларға мәркәзләшкәнликини вә һәр бир хадимлар йетип бармиғичә җан қутқузуш хизмәтлириниң ахирлашмайдиғанлиқини билдүргән.

у 75 дөләткә йардәм әтрити әвәткәнлики сәвәбидин тәшәккүр ейтти.

у апәт районлирида һәр хил йардәм хизмәтлирини қиливатқан хадимлар саниниң җәмий 121 миң 128 икәнликини билдүрүп, килис вә шанлиурфада издәш-қутқузуш хизмәтлириниң ахирлашқанлиқини, дийарбакир, адана вә османийәдиму ахирлишиш алдида икәнликини қәйт қилди.

у ахирида, озуқлиниш вә панаһлиниш ишлириниңму издәш-қутқузуш хизмәтлиригә охшашла муһим икәнликини тәкитләп, буниңға һәссә қошқан барлиқ тәшкилат вә җәмийәтләргә айрим тәшәккүр ейтти.

апәтниң еғир тәсиригә учриған 10 шәһәргә, тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси, аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министирлиқи, қизилай җәмийити 137 миң 973 чедир, 1 милйон 507 миң 494 әдийал әвәтти. апәт районлирида 97 миң 973 чедир қурулди.

апәтниң тәсиригә учриған 76 миңдин артуқ кишиниң башқа районларға тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر