алтун: твиттер түркийәниң учур булғинишиға қарши күришини қоллашни қобул қилди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, учур булғинишиниң демократийә, иҗтимаий тинчлиқ вә дөләт бихәтәрликигә еғир хәвп йәткүзүватқанлиқини оттуриға қойди.

1944456
алтун: твиттер түркийәниң учур булғинишиға қарши күришини қоллашни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий таратқу суписидики адресида учур һәмбәһриләп, түркийә даирилириниң түнүгүн твиттер ширкити вәкиллири билән үнүмлүк учришиш өткүзгәнликини билдүрди.

твиттер даирилириниң түркийәниң учур булғинишиға қарши күришини қоллайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнликигә рәһмәт ейтқан фаһрәттин алтун: «учур булғиниши инсанийәтниң ортақ дүшмини, шундақла демократийә, иҗтимаий тинчлиқ вә дөләт бихәтәрликигә еғир хәвп. биз алдимиздики күн вә һәптиләрдә тивиттер билән техиму йеқин һәмкарлишип хизмәт қилишни үмид қилимиз» деди.

твиттер вәкиллири түнүгүн түркийә тәрәп билән сөһбәт өткүзүп, учур булғинишиға қарши крәш қилиш, йалған мәлум қилиш учурлири вә йалған йалған хәвәрләрниң алдини елиш, сахта адресларға тез сүрәттә чарә көрүш қатарлиқ җәһәтләрдә түркийә билән толуқ һәмкарлиқ орнитишни қобул қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر