йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 6957 гә йәтти

қаһраманмарашта йүз берип 10 вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 6234 кә йәтти.

1943551
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 6957 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси _ афад, 6 – феврал қаһраманмарашта мәйданға кәлгән йәр тәврәшләрдә, бүгүн (8 – феврал) түркийә вақти әтигән саәт 9дин 45 минут өткүчә болған арилиқта 6957 кишиниң қаза қилғанлиқини, 38 миң 224 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта, гүмүрүлүп чүшкән 5775 бинаниң харабиликидики издәш - қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанлар үчүн районда 50 миң 818 чедир тикләнгәнлики, һәр қайси районларда җәмий 96 миң 670 издәш – қутқузуш хадиминиң вәзипә өтәватқанлиқи қәйт қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر