йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 5894 кә йәтти

қаһраманмарашниң пазарҗик наһийәсидә йүз бәргән 7.7 бал, әлбистан наһийәсидә йүз бәргән 7.6 бал йәр тәврәштә һайатидин айрилғанлар сани 5894 кә йәтти.

1943444
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 5894 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, 6 – феврал қаһраманмарашта мәйданға кәлгән йәр тәврәштә қаза қилғанлар саниниң 5894 кә, йариланғанлар саниниң 34 миң 810 ға, гүмүрүлүп чүшкән бина саниниң  5775 кә, харабилик астидин қутқузувелинғанлар саниниң сәккиз миң әтрапида икәнликини билдүргән  оқтай: «издәш – қутқузуш паалийәтлиримиз давамлишиватиду. бу хизмәтләр харабилик астидики әң ахирқи пуқрайимизни чиқирип болғучә давамлишиду» деди.

җумһур рәис муавини фуат оқтай һәр қайси қисимлардин 60 миң 218 кишиниң қутқузуш саһәсидә вәзипә өтәватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر