әрдоған апәт райониға йетип барди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 6 – феврал (2023) қаһраманмарашта йүз берип 10 вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәшләрниң зәрбисигә учриған җайларни көздин кәчүрүш мәқситидә апәт райониға йетип барди.

1943808
әрдоған апәт райониға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң апәт районидики тунҗи бекити қаһраманмараш болди؛ у қаһраманмараш айродурумида ички ишлар министири сүләйман сойлу вә мунасивәтлик мәсуллардин қутқузуш хизмәтлири тоғрисида мәлумат игилиди.

җумһур рәис әрдоғанниң алди билән қаһриманмараш шәһәр мәркизидики зийарити җәрйанида чедир шәһәрни зийарәт қилиши, арқидин пазарҗик наһийәсигә берип, нәқ мәйданни көздин кәчүрүши күтүлмәктә.

арқидин җумһур рәис әрдоғанниң һатайға берип, апәт районидики издәш – қутқузуш хизмәтлирини көздин кәчүрүши пиланланмақта.

җумһур рәис әрдоғанға җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун билән җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқ рәһбәрләр һәмраһ болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر